Бу йил пахта теришқа кәлгән хитай ишләмчиләр әң юқири кирим қилған йил болди

Уйғур аптоном районидики хитай биңтуәни әмгәк вә мулазимәт тармақлириниң 27-ноябир өз торида елан қилишичә, бу йил 11-айниң 25 ‏гә қәдәр биңтуәнгә кәлгән пахта тәргүчи пәсиллик ишләмчиләрниң сани 380 миңдин артуқ болуп, улар пахта териштин җәмий 2 милярд 542 милйон сом кирим қилип юртлириға қайтишқан.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.11.28

Бу йил хитайдин пахта теришқа кәлгән һәр бир ишләмчиниң оттуричә кирими 6622 йүән болуп, бултурқидин йәнә 10% гә йеқин көтүрүлгән.

Юрти хенәнгә қайтиш алдида тәңритағ тори мухбириниң зияритини қобул қилған хенәнлик пахта тәргүчиләрдин җу липиң, го шявлән, ма җиңҗинлар һәр бири бу йил биңтуәндә пахта териш арқилиқ тапқан кириминиң 15миң йүәндин ашқанлиқини ейтқан. Бу йил биңтуәнгә пахта теришқа кәлгән хитайларниң келип ‏-кетиш кираси, тамақ вә ятақ чиқимлирини биңтуән тармақлири пүтүнләй өз үстигә алған. 145 Қетим мәхсус пойиз вагони аҗратқан. Буниң билән хитай пахта тәргүчи пәсиллик ишләмчиләр бу йил әң юқири кирим қилған йил болуп қалған.

Уйғурлар, райондики иш пурсәтлири вә барлиқ тәрәққиятларға хитай көчмәнлири игә болуп, әксичә йәрлик хәлқниң чәткә қеқиливатқанлиқи, һөкүмәтниң йәнә уйғур яшлирини әрзан қул орнида хитай завутлириға ишләмчиликкә йөткәп кетиватқанлиқидин нарази болуп кәлмәктә. Һәр йили хитайға “йеза ешинча әмгәк күчлири” намида уйғур елидин йөткиливатқанларниң сани 200 миңдин ашиду.

Һәр йили уйғур елигә келидиған милйонға йеқин хитай ишләмчиләр билән уйғур елидин хитай өлкилиригә ешинча әмгәк күчи сүпитидә йөткиливатқан бу уйғур ишләмчиләрниң иш һәққи вә хизмәт, турмуш шараитлирида зор пәрқ болуп, хитайдики завутларға ишләшкә барған бәзи уйғур яшлар, хитай завутлирида күндә 10-12 саәтләп ишләпму айлиқ кириминиң икки миң йүәнгә бармайдиғанлиқини, завут каттилири вә хитайларниң кәмситишигә, һәр хил хорлуқларға учрап туридиғанлиқини инкас қилип кәлмәктә.

2009-Йили 6-айниң 26-күни гуаңдуң шури оюнчуқ завутидики 8 миңға йеқин уйғур ишләмчиләрниң 20 миңдин артуқ хитайларниң қанлиқ һуҗумиға учраш вәқәси дуняни чөчүткән иди шундақла-5 июн вәқәсигә сәвәб болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.