Б д т да пәләстинниң дөләтлик орни етирап қилинди

Пәйшәнбә күнидики хәлқара хәвәрләрдә пәләстинниң б д т да “назарәтчи дөләт” болуш илтимаси қобул қилинди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.11.29

Пәләстин рәһбири аббас 29-ноябир пәйшәнбә күни нюйоркта ечилған бирләшкән дөләтләр тәшкилати йиғинида, пәләстинниң б д т ға әза болмиған назарәтчи дөләт болушқа сунған илтимасини қоллашни тәләп қилип доклат бәрди. Мәлум болушичә, аббасниң бу тәлипи б д т ға әза болған 193 дөләтниң 3 тән 2 қисминиң қошулуши билән пәләстинниң дөләтлик орни етирап қилинип, б д т ға назарәтчи дөләт болуш илтимаси қобул қилинған.

Явропа дөләтлиридин франсийә ташқи ишлар министири 27-ноябир күнидики йиғинда бу һәқтә пикир баян қилип, пәләстинниң мәзкур тәлипигә қоллап аваз беридиғанлиқини билдүргән иди.

Америка авазиниң бүгүнки хәвиридин мәлум болушичә, пәләстингә назарәтчи дөләт болуш салаһийити берилиши, гәрчә пәләстинниң б д т ға рәсмий әза болғанлиқидин дерәк бәрмисиму, әмма бу, пәләстингә хәлқара сот мәһкимисигә әрз суналайдиған шараитни яритип беридиғанлиқи үчүн бу илтимасқа исраилийә үзлүксиз қарши туруп кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.