Пәйзиваттин 50 нәпәр уйғур қизи шәндуңға йөткәлди
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.09.15
2009.09.15
Хәвәрдә билдүрүлүшичә, пәйзиваттин қиз ишчиларни йөткәш 2006 - йили башланған болуп, һазирға қәдәр 1000 дин артуқ ишчи мәзкур завутқа орунлаштурулған.
Хитай һөкүмити уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәшни изчил һалда ешинча әмгәк күчлирини ишқа орунлаштуруш дәп тәрипләп кәлмәктә. Уйғур паалийәтчлири болса буни, уйғур яшлирини миллий мәдәнийәт муһитидин айрип ташлаш, бу арқилиқ ассмилиятсийә қәдимини тезлитиш дәп әйибләп кәлмәктә.
Б д т кишилик һоқуқ комитетиниң бүгүнки баянатида, " әгәр һәр қандақ бир җәмийәттә оқуш йешидики бир бала бәдәл пулини төлийәлмәслик сәвәбидин оқушсиз қалса, һәр қандақ бир киши өз аилисидин айрилишқа мәҗбурланса, бу шу җәмийәттә кишиләрниң иқтисадий, иҗтимаий вә мәдәнийәт һоқуқиниң чәклимигә учриғанлиқиниң бир ипадиси," дәп көрситилгән.
Хитайниң уйғур қизлирини хитайға йөткәш сияситидә чиң туруши, алдинқи айларда йүз бәргән үрүмчи вәқәси вә шавгүән вәқәсидин тоғра дәрс алмиғанлиқ дәп қаралмақта.