Хитайниң тәтқиқат орни бир пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сияситини бикар қилишни тәләп қилди
2012.10.31
Мәзкур органниң ахбарат ишлириға мәсул хадими шйе миң, доклатниң толуқ текисти мушу бир -икки һәптә ичидә елан қилинидиғанлиқини билдүргән. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, доклатта бу түзүмни бу йилдин башлап, бир қисим өлкиләрдә иҗра қилиш, 2015-йилдин бурун барлиқ өлкә, аптоном районларда омумйүзлүк йолға қоюш тәләп қилинған.
Доклатта: җуңго бу сиясәт үчүн интайин зор сиясий, иҗтимаий бәдәл төлиди. Бу сиясәт иҗтимаий тоқунуш, юқири мәмури хираҗәт сәрп қилишни кәлтүрүп чиқирип, узун мәзгиллик җинси тәңпуңсизлиқни пәйда қилди, дәп көрсәткән. Бирақ доклатта, хәнзуларға икки пәрзәнтлик түзүми йолға қоюлса, буниң һазир шәһәрләрдә икки пәрзәнтлик, йезиларда 3 пәрзәнтлик түзүми йолға қоюлуватқан уйғур қатарлиқ милләтләргә қандақ тәсир көрситидиғанлиқи тилға елинмиған.
Бирақ, бирләшмә агентлиқиниң илгири сүрүшичә, икки пәрзәнтлик сиясәткә гуманлиқ қарайдиған бәзи мутәхәссисләр, бу сиясәт йолға қоюлған тәқдирдиму, хитайниң бир пәрзәнтлик пиланлиқ туғут сиясити кәлтүрүп чиқарған җинсий тәңпуңсизлиқ, нопусниң қериши қатарлиқ мәсилиләрни үнүмлүк һәл қилалмайдиғанлиқини билдүргән.