Уйғур елидики хәлқ қурултийи аптоном районлуқ нопус вә пиланлиқ туғут низамнамиси'гә өзгәртиш киргүзүшни қарар қилди
Юқириқи қарарлар 3 - июн үрүмчидә йепилған уйғур аптоном райони 11 - нөвәтлик хәлқ қурултийи 18 йиғинида мақулланди.
Шинхуа агентлиқида көрситишичә, бу нөвәтлик йиғинда йәнә, уйғур елидә илгири чиқирилған "қәдимий шәһәр кочилири вә тарихий қурулушларни қоғдаш низамини" тохтам вә чегра башқурушқа алақидар қанунлириғиму түзитиш киргүзүш қатарлиқлар мақулланған.
Хитай һөкүмити уйғур елидә пиланлиқ туғут сияситини бир қәдәр қаттиқ йүргүзгән вә бу һәқтә һәрхил бәлгилимиләрни түзүп чиққан иди.
Хитай һөкүмити уйғур елигә қаратқан пиланлиқ туғут қанунини 2002 - йили 1 - декабир қайта түзәткән иди. Бу нөвәт түзүтилидиған пиланлиқ туғут қануниға қандақ шәкилдә өзгәртиш елип берилидиғанлиқи һазирчә намәлум.