Хитай һөкүмити пойиз соқулуп кетиш вәқәсиниң сәвәбини хәлқ аммисидин йошурмақта
2011.07.26
Б б с ниң хәвәр қилишичә, 25-чесла кечидә шу қетимлиқ пойиз соқулуп кетиш һадисисидә зиянкәшликкә учриғучиларниң аилә тавабиатлири венҗу шәһәрлик һөкүмәт алдида олтурувелип, даириләрдин вәқәниң сәвәбини ениқ тапшурушни тәләп қилған.
Улар, вәқә йүз берип узун өтмәйла қутқузуш хизмитиниң тохтитилғанлиқини билдүрүп, һөкүмәт даирилирини инсан һаятини нәзәргә илмаслиқ билән әйиблигән. Намайиш җәрянида улар “адаләт қени, дөләтни қанун билән идарә қилимиз дегини қени” дәп шоар товлиған.
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири вәқәниң сәвәбигә даир учурларни қаттиқ қамал қилиш вә мухбирларниң өз алдиға тәкшүрүш елип беришини чәкләш һәққидә уқтуруш тарқатқан.
Хитай төмүр йол идарисиниң башлиқи мухбирларниң немә үчүн алдидики пойиз тохтап қалғанда, арқидин келиватқан пойизға уқтуруш қилинмиғанлиқи һәққидики соалини җавабсиз қалдурған.
Нөвәттә, хитай даирилириниң вәқә һәққидики учурларни қамал қилип, вәқәниң сәвәби вә униң җавабкарлири һәққидә хәлқни мәлуматландурмаслиқидәк әһвал хитайдики тор бәтләрдә қаттиқ муназирә пәйда қилип, наразилиқ садалири йүксәлмәктә.