Хитай даирилири шаңхәйдики йәр асти пойиз соқулуш вәқәсини кичиклитип көрситишкә урунмақта

27-Сентәбир күни шаңхәйдә йәр асти пойизи соқулуп кетип 280 дин ошуқ киши яриланғандин кейин, хитайдики учур васитилиридә қатнаш системисиниң бихәтәрлики һәққидики муназириләр улғийип кәткән.
Мухбиримиз ирадә
2011.09.29

Әмма хитай даирилириниң вәқәни бесиқтуруп, уни кичиклитип көрситишкә урунуватқанлиқи мәлум болмақта.

Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, 27-сентәбир күни вәқә йүз бәргәндин кейин шаңхәй йәр асти пойиз башқуруш даирилири дәрһал җиддий қутқузуш хизмәтлирини орунлаштуруп, нәқ мәйданда вақтида тәдбир алған.

Улар йәнә хитайдики әң чоң муназирә бетидә очуқ хәт елан қилип, хәлқтин кәчүрүм сориған. Кәчүрүм хетидә “бу күн шаңхәй төмүр йол қатниши тарихидики бир қара күн.

Биз вәқә түпәйлидин зиянға учриған хәлқтин кәчүрүм сораймиз вә бу ишниң җавабкарлирини қаттиқ сүрүштә қилимиз” дейилгән.

Әмма аридин бир қанчә саәт өтмәйла, торға қоюлған бу очуқ хәт йоқап кәткәнниң үстигә, хитай мәркизи телевизийә истансиси хәвәрлиридә шаңхәйдики пойиз соқулуп кетиш вәқәсини “йеник дәриҗилик пойиз соқулуп кетиш вәқәси” дәп атиған.

Хитайниң вәқәни йениклитип көрситип, уни бесиқтурушқа урунуши хитай тор бәтлиридә кәң муназирә қозғиған болуп, бу һәқтики муназириләрдә “һөкүмәт венҗудики вәқәни җимла бастурувәткәнгә охшаш, шаңхәйдики вәқәниму җавабсиз қалдурмақчи болуватиду” дейилгән.

Бу йил 7-айда венҗуда юқири сүрәтлик пойиз соқулуп кетип, 40 киши өлгән. Әйни вақитта хитай даирилири вәқәниң тәпсилатиға аит учурларни қаттиқ қамал қилип, бу һәқтә сүрүштә елип беришни чәклигән иди.

Даириләрниң вәқәниң җавабкарлирини чиқирип бәрмәслики зиянкәшликкә учриғучиларниң аилә-тавабатлирини нарази қилиш билән биргә, хитай әмәлдарлар арисидики чириклик мәсилисини йәнә бир қетим су йүзигә чиқарған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.