Хәлқара пул - муамилә фонди җәмийити хитай пулиниң қиммитини ашурушни тәләп қилди

Хәлқара пул - муамилә фонди җәмийити рәиси дүшәнбә күни, хитай пулиниң қиммитини өстүрүшниң зөрүрлүкини илгири сүрди, нәтиҗидә хитайға бу җәһәттә келиватқан бесимлар күчәйди.
Мухбиримиз җүмә
2009.11.16

Хәлқара пул - муамилә фондиниң рәиси страус каһнниң билдүрүшичә, хитай өз пулиниң қиммитини ашуруп, хитайдики истемалчиларниң сетивелиш күчини ашурса, бу, дуня пул - муамилә саһәсидики тәңпуңсизлиқини азайтишқа пайдилиқ икән.
 
Страус каһн бу һәқтики пикирләрни бейҗиңда ечиливатқан пул - муамилә муһакимә йиғинда оттуриға қойди. Униң бу сөзлири америка президенти обама бейҗиңға йетип келип, хитай рәиси билән көрүшкән пәйтләргә тоғра кәлди.
 
Америка - хитай сода алақисидә, америка тәрәптә һәр йили қизил рәқәм көрүлүду. Америка содигәрлири хитай һөкүмитини өз пулиниң алмаштуруш қиммитини қәстән төвән тутуш арқилиқ, хитай маллириниң тәннәрқини сүний һалда төвәнлитип, хәлқара базарда адаләтсиз риқабәт яратти дәп әйибләп кәлгән иди.

Мәлум болушичә, откән 3 йил җәрянида хитай пулиниң америка доллириға алмаштуруш нисбити 20 пирсәнт өрлигән болсиму, бу хил өрләш 2008 - йилидин буян тохтап қалған.

Хитай пулиниң алмаштуруш қиммити мәсилиси, америка - хитай сода диалоглиридики сәзгүр темиларниң бири болуп, америка даирилириму хитай тәрәптин хитай пулиниң қиммитини ашурушни көп қетим тәләп қилған.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.