“уйғур аптоном райони диний ишлар низами” ниң түзитиш киргүзүлгән нусхисида “қанунсз диний материяллар” ға зәрбә беришкә алақидар мадда қошулди
2012.09.27
юқиридики түзитиш киргүзүш нусхиси һазир ечиливатқан уйғур аптоном районлуқ 11 - нөвәтлик хәлқ қурултийиниң 38 - қетимлиқ даимий һәйәтләр йиғинида мақуллашқа сунулидикән. Әмма дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит, юқиридики маддиниң уйғур елидә аллиқачан йолға қоюлуп кәлгәнликини әскәртти. Дәрвәқә, хотән шәһәрлик хәлқ сот мәһкимиси бу йил 6 - айда һәбибулла ибраһим исимлик бир уйғур диний мәзмунлардики китаб тиҗарити билән шуғулланғанлиқи үчүн “қанунсиз диний материял тарқитиш тиҗарити билән шуғуллинип, базар тәртипини бузуш” дегән җинайәт билән 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған иди.
Дилшат ришит әпәнди сөзидә, хитай һөкүмити уйғурларниң диний вә миллий хаслиқ тәшәббуслирини уйғур елидә мәңгүлүк әминликни орнитишқа тәһдит пәйда қиливатқан амиллар дәп қариғанлиқтин, бу хилдики тәшәббусларға “қанунсиз диний паалийәт, диний әсәбийлик” дегән намлар билән зәрбә берип кәлмәктә, дәп әскәртти.