Хитайдин явропа әллиригә қанунсиз йоллардин самсақ киргүзгән икки киши үстидин тутуш буйруқи чиқирилди
2013.01.10
Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитайдин келидиған көктатлар баһаси һәддидин зиядә әрзан болғанлиқтин явропа базирини игиләп кетип, явропадики йәрлик көктатчилар қаттиқ зиянға учриған. Буниң билән 2001-йили явропа иттипақи чәтәлдин импорт қилинидиған самсақтин 9.6 Пирсәнт таможна беҗи елиш арқилиқ йәрлик көктатчиларниң мәнпәитини қоғдимақчи болған.
Әмма бу хил тәдбирниң йолға қоюлуши самсақ әткәсчилик вәқәлирини көпәйтивәткән болуп, 2012-йили әнглийә, иреландийә, австрийә қатарлиқ дөләтләрниң сақчи даирилири қолға чүшүргән самсақниң қиммити 300 миң явродин ашидикән.
Шветсийә даирилири тутуш буйруқи чиқирилған бу икки әнглийилик самсақ әткәсчисиниң исмини ашкарилимиған. Лекин уларниң ейтишичә, бу иккийлән 2009-йилидин етибарән ялған импорт-експорт ширкити қуруш арқилиқ, хитайдин оғрилиқчә самсақ йөткигән.