Дилшат ришит хитай даирилириниң қаримайдики милләтләр мунасивити вәзийитини йошуруватқанлиқини баян қилди
2011.08.19
Дилшат ришитниң билдүрүшичә, мәзкур вәқә йүз бәргәндин кейин, қаримайдики уйғурлар өз балилирини мәктәпкә йолға селишта вә ялғуз һалда йол меңишта әндишә қилишмақта; қаримайдики хитай пуқралириму уйғурларниң ентиқам елиш шәклидә һуҗум қелишидин әнсирәшмәктә.
Нөвәттә хитай даирилири вәзийәтниң техиму яманлишишиниң алдини елиш үчүн, вәқәниң ахбаратқа ашкарилинишини қаттиқ чәклимәктә. Йәнә дилшат ришитниң билдүрүшичә, мушу дүшәнбә күни вәли һүсәйин исимлик бир 29 яшлиқ ишсиз яш, икки уйғурниң һуҗумға учраш вәқәси һәққидә сөз-чөчәк тарқатқан дегән гуман билән тутқун қилинған.
Әмма бу учур, хитай даирилири яки мустәқил ахбарат орунлири тәрипидин техи испатланмди. Әмма мухбиримиз қаримай шәһиридики коинлун сақчиханисиға телефон қилғанда, бир нәпәр сақчи хадими икки уйғурниң хитайлар тәрипидин һуҗумға учраш вәқәсиниң растлиқини ашкарилиди.
Әмма у вәқәни миллий өчмәнлик вәқәси әмәс, пәқәт иҗтимаий тоқунуш дәп чүшәндүрди.
Дилшат ришитниң билдүрүшичә, хотән вә қәшқәрдә йүз бәргән йеқинқи вәқәләр сәвәблик, үрүмчи вә қаримай қатарлиқ хитайлар көп нопуслуқ шәһәрләрдә, бир қисим хитай пуқралири һәм мудапиә, һәм өч елиш мәқситидә уйғурларға қарши һәрикәт үчүн тәйярлиқ һалитидә турмақта.