Қазақистан айропилан вәқәсидә өлгәнләргә матәм тутмақта

25 - Декабир күни қазаақистанда бир һәрбий айропилан чүшүп кетип, айропиландики 7 хизмәтчи вә 20 офетсир һәммиси қаза қилған иди. Қазақистан чегра қоғдаш идарисдики юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң өлүмигә сәвәб болған бу вәқә қазақистан хәлқини қаттиқ қайғуға чөмдүрди. Президент нурсултан назарбайеф бүгүн рәсмий баянат елан қилип, 27 - декабир күнини дөләт боиичә матәм күни дәп елан қилди.
Мухбиримиз ирадә
2012.12.27


Бу һәрбий транспорт айропилани қазақистан дөләт бихәтәрлики комитети чегра қоғдаш идарисигә тәвә болуп, шу күни айропилан пайтәхит астанидин җәнубтики шәһәр чимкәнткә 20 километир қалған арилиқта чүшүп кәткән. Қаза қилғанлар һәммиси чегра мудапиә саһәсдики әмәлдарлар болуш билән биргә йәнә, униңда қазақистан чегра мудапиә идариси муавин башлиқи полковниң турғанбек стамбеков вә униң рәпиқисиниң барлиқи хәвәр қилинмақта.

Бу йил 6 - айда қазақистанниң хитай билән чегрилинидиған арқанкәргән тағлиқ чегра районида 14 чегра әскириниң көйдүрүветилгән җәсити тепилған иди. Б б с ниң хәвәр қилишичә, турғанбек стамбеков шу қетимлиқ вәқәдин кейин мәзкур вәзипигә тәйинләнгән икән.

Һазир қазақистан даирилири вәқә һәққидә мәхсус тәкшүрүш гурупписи тәшкилләп, айропиланниң чүшүп кетиш сәвәбини тепишқа тиришмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.