Қазақистан мәктәплиридә 100 миңдин артуқ оқуғучи өз ана тилида оқуйду
2010.11.28
Оттура асия учур ториниң хәвиригә асасланғанда, "қазақистанниң маарип сияситиниң принсиплиридин бири милләтләрниң миллий кимлики вә мәдәнийәтләр ара чүшинишни шәкилләндүрүш" дәп көрсәткән. Сарбекофниң ейтишичә, һазир қазақистанда 79100 бала өзбек тилида, 14700 бала уйғур тилида, 3600 бала таҗик тилида оқуйдикән. Башқа йәнә 19 милләттин болған 14500 бала 104 мәктәптә өзлириниң ана тилини мәхсус айрим дәрслик сүпитидә өгинидикән.
Қазақистандики уйғур зиялийларниң билдүрүшичә, пүтүн қазақистан тәвәсидә 60 қа йеқин уйғур мәктипи бар болуп, буларниң йеримидин көпрәки мәхсус уйғур мәктәплири, қалғанлири уйғур-рус яки уйғур-қазақ арилаш мәктәпләр болуп, бу мәктәпләрдә уйғур балилири өз ана тилида барлиқ дәрсләрни өгиниду.
Алмутидики уйғур тилшунас доктор руслан арзийев әпәндиниң билдүрүшичә, қазақистан һөкүмити уйғур тилида башланғуч вә оттура мәктәп маарипиға әһмийәт бәргән болуп, хитай һөкүмити елип барғандәк қош тиллиқ маарип нами билән уйғур тилини мәктәпләрдин сиқип чиқириш сиясити йүргүзмигән.