Қазақистанда пүтүн түркий хәлқләр үчүн ортақ йезиқ иҗад қилиши мәсилиси тәтқиқ қилинмақта

Барлиқ түркий хәлқләр үчүн ортақ йезиқ вә ортақ ишлитидиған тил шәкилләндүрүш мәсилиси узундин буян давамлишиватқан идийә болушиға қаримай, бу техи әмәлгә ашмиған иди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.06.17


Йеқинда түркий дөләтләр һәмкарлиқ кеңиши рәсмий түрдә барлиқ түркий хәлқләр үчүн ортақ ишлитидиған йезиқ иҗад қилишни оттуриға қойған болуп, бу пилан қазақистанға җайлашқан түрк академийиси тәрипидин әмәлгә ашурушқа һәрикәт қилинмақта.

Пәрғанә учур ториниң йезишичә, бу учурни түркий дөләтләр һәмкарлиқ кеңишиниң баш секритари халик акинҗи мәтбуатқа ашкарилиған.

У сөзидә буниң қандақтур, бир түркий тилни вә йезиқни барлиқ түркий хәлқләр үчүн ортақ ишлитидиған қилиш әмәслики, бәлки барлиқ түркий тиллар асасида барлиқ түркий хәлқләр бир - бирини чүшинидиған тил - йезиқ яритиш икәнлики, бу тил - йезиқниң түркий хәлқләр ара алақә тили болуш ролини ойнайдиғанлиқини билдүргән.

У йәнә бу тил - йезиқ иҗад қилишниң түркийиниң тәшәббуси әмәсликини әскәрткән.

Түрк академийиси 2010 - йили түркий дөләтләр һәмкарлиқ кеңишиниң тәшәббуси билән қурулған болуп, мәзкур кеңәш тәркибигә түркий дөләт рәһбәрлири кеңиши, ташқи ишлар министирлири кеңиши, ақ сақаллар кеңиши қатарлиқлар киргән һәмдә 2009 - йили, түркий дөләтләрниң әзәрбәйҗан йиғини җәрянида қурулған. Һазир бу тәшкилатқа түркийә, қазақистан, қирғизистан вә әзәрбәйҗан қатнашқан болуп, өзбекистан вә туркмәнистан уни рәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.