Қазақистан президенти назарбайиф президент сайлиминиң муддәттин бурун өткүзүлидиғанлиқини билдүрди
2011.01.31
Мәлум болушичә, назарбайиф бу қарарни елан қилиштин бир нәччә саәт илгири, қазақистан алий сот кеңиши һөкүм чиқирип, қазақистан парламентиниң нурсултан назарбайифниң вәзипә өтәш муддити 2020- йилғичә давамлишидиғанлиқи һәққидики қарариниң қазақистан асасий қануниға хилап икәнликини җакарлиған икән.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, қазақистан парламенти мушу айниң алдинқи мәзгилидә, президентниң вәзипә өтәш муддитини 2020-йилғичә давамлаштуруш мумкинлики һәққидә, беләт ташлаш арқилиқ пуқралар райини синаш паалийити елип баридиғанлиқини җакарлиған икән.
Қазақистан алий сот мәһкимиси башлиқиниң билдүрүшичә, пуқралар райини синаш арқилиқ президентниң вәзипә өтәш муддитини узартишни бәлгиләш, қазақистан асасий қанунида бәлгиләнгән президент сайлими һәққидики қаидә-принсипларға уйғун әмәс икән.
Хәвәрдә дейилишичә, нурсултан назарбайиф йеңи нөвәтлик президент сайлиминиң конкрет вақти һәққидә тохталмиған болсиму, әмма йеңи нөвәтлик президент сайлими кейинки бир нәччә ай ичидә өткүзүлүши мумкин икән.