Қазақистан өзиниң хитай билән болған чегра қаравулханисиниң 12 хадиминиң өлтүрүлгәнликини хәвәр қилди

Қазақистан мәтбуатлири пәйшәнбә күни қазақистан-хитай чеграсидики чегра қаравулханисиниң 12 нәпәр чегра қоғдиғучисиниң өлтүрүлгәнликини хәвәр қилди.
Мухбиримиз ирадә
2012.05.31

Явро-асия хәвәрләр ториниң ейтишичә, қазақистан чегра мудапиә даирилири тарқатқан рәсмий учурда, бу 12 нәпәр чегра муһапизәтчисиниң җәситиниң хитай билән чегридаш болған арғанкәргән, дәп атилидиған қаравулханидин тепилғанлиқи хәвәр қилинған. Арғанкәргән чегра понкити уйғур ели билән қазақистан чегрилинидиған алатав еғизиға йеқин җайға җайлашқан.

Явро-асия хәвәрләр ториниң ейтишичә, қазақистан даирилири бу һәқтә бир-биригә охшимайдиған учурларни тарқатқан. Улар дәсләптә бу җәсәтләр байқалғанда йенида қорал йоқлуқини, қоралларниң оғрилап кетилгән болуши мумкинликини ейтқан. Әмма кейинки хәвәрләрдә, җәсәтләрниң йенидики қорал билән бирликтә байқалғанлиқи, нөвәттә бу қоралларниң әйни вақитта тәрәпләр арисида етишиш болған яки болмиғанлиқини ениқлаш үчүн тәкшүрүлүватқанлиқи билдүрүлгән.

Хәвәрләрдики ениқсиз нуқтилар була әмәс. Даириләр бу җәсәтләрниң көйдүрүлгәнликини ейтқан болсиму, әмма вәқәниң сәвәби көрсәтмигән. Бундин сирт йәнә, қаравулханида адәттә 15 кишиниң постта туридиғанлиқи, әмма уларниң 12 си өлгән болса, қалған 3 кишиниң ақивитиниң немә болғанлиқи җавабсиз қалған.

Нөвәттә, бу вәқә түрлүк тәһлил вә пәрәзләрни қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.