Қазақистанда сайлам паалийәтлири башлинип кәтти, әмма көзәткүчиләр буниңдин үмидсиз

Қазақистанниң сайлам паалийәтлири пәйшәнбә күни рәсмий башланди. Қазақистанда келәр айниң 3-күни елип берилидиған президентлиқ сайлимида 4 намзат президидентлиқ мусабиқисигә чүшмәкчи.
Мухбиримиз ирадә
2011.03.03

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, намзатлар һазирқи президент нурсултан назарбайеф, коммунист партийә башлиқи җамбул әхмәтбекоф, муһит тәшкилати башлиқи мелис елусизоф вә парламент әзаси ғани қасимоф қатарлиқлар икән.

Нурсултан назарбайеф мухбирларға бәргән баянатида, сайламниң адил вә тәрәпсиз елип берилидиғанлиқини, сайлам паалийәтлиридә өзи үчүн алаһидә бир тәшвиқат елип бармайдиғанлиқини билдүргән. Әмма көзәткүчиләр болса, бу сайлам нәтиҗисиниң аллиқачан назарбайефниң пайдисиға чиқидиған қилип тоғрилинип болғанлиқини илгири сүрмәктә.

Чүнки, назарбайеф йеқинда намзатларниң қазақчә имтиһандин өтүши керәклики қанунини йолға қоюп, өзиниң күчлүк рәқиблирини шаллап болған иди. Имтиһандин өткән 11 намзатқиму 90 миң қоллаш имзаси шәртини қошуп, нәтиҗидә 4 ла намзат қалған иди.

Сиясий анализчи досим сатпайеф франсийә агентлиқиға бу һәқтә бәргән баянида “буниңға охшаш, һечқандақ башқа бир таллаш имкани берилмигән вә кимниң йеңип чиқидиғанлиқи аллиқачан бекитилип болған сайлам үчүн тәшвиқат паалийәтлири елип беришниң һечқандақ әһмийити йоқ” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.