Қазақистандики от апитидә 38 адәм өлди
Мухбиримиз үмидвар
2009.09.13
2009.09.13
Русийиниң хәвәрләр агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қутқузуш хадимлири 40 тин артуқ бимар вә тиббий хадимларни қутулдурувалған болуп, көйгән йәрләрниң даириси 650 квадрат метирға йәткән.
Бу вәқә мунасивити билән қазақистан баш министири кәрим мәсүмовниң орунлаштуруши бойичә муавин баш министири серик әхмәтов рәһбәрликидә бир комиссийә қурулған болуп, улар тез арида вәқәниң келип чиқиш сәвәбини ениқлашни өз ичигә алған бир қатар хизмәтләрни елип баридикән.
Мәзкур от апити қазақистанда йүз бәргән бир қетимлиқ еғир һадисә болуп һесаблиниду. Қазақистан һөкүмити бу ишқа наһайити әһмийәт бәрмәктә.
Қазақистан һөкүмити 2010 - йили явропа бихәтәрлики вә һәмкарлиқи тәшкилатиниң "рәис дөлити" лик вәзиписини зиммисигә елишқа тәйярланмақта иди.