Қазақистанда алтә нәпәр хитай ишчи яриландурулди
Мухбиримиз үмидвар
2010.09.21
2010.09.21
Бу мунасивәт билән ақтөпә областиниң байганин районлуқ ички ишлар оргини мәхсус җинайәт турғузуп, хитайлар билән қазақлар арисидики тоқунушниң сәвәбини ениқлашқа киришкән.
Алима абдирова исимлик мухбирниң тәпсилий хәвиридә ейтилишичә, яридар қилинған алтә нәпәр хитайниң икки нәпири оқта яриланған болуп, бу әһвалдин хитай ишчиларға қарита оқ чиқирилған болуши мумкинлики пәрәз қилинмақта. Бирақ, сақчи тәрәп қазақ ишчиларниң яриланған яки яриланмиғанлиқи һәққидә мәлумат беришни халимиған. Әмма, бәзи мәлуматларда үч нәпәр қазақниң яриланғанлиқи ейтилмақта. Хуан хунфу исимлик яриланған хитай ишчи қазақларниң өзлиригә калтәк вә полат тоқмақлар билән һуҗум қилғанлиқини ейтқан.
Хитай дөләтлик нефит вә тәбиий газ ширкити билән қазақистанниң "ақтөпә мунайгаз" ширкити бирлишип башқуруватқан мәзкур бирләшмә нефитликтә йүз бәргән хитайлар билән қазақлар арисидики тоқунуш қазақистан вә хитай мәтбуатлиридин кәң орун алмиған болуп, бу һәр иккила тәрәпниң мәзкур мәсилигә сәзгүрлүк билән муамилә қиливатқанлиқини көрситидикән.
Қазақистандики өктичи гуруһлар астана һөкүмитиниң хитай ширкәтлири билән бирлишип, қазақистанниң нефит вә тәбиий газ ширкәтлириниң пай чәклирини хитайға сетип бәргәнлики, нәтиҗидә, хитайниң қазақистан енергийә саһәсини зор дәриҗидә контроллуқ астиға алғанлиқидин шикайәт қилмақта.
Бу йил алмутида қазақларниң һөкүмәтниң хитайға йәр сетип бәрмәкчи болғанлиқиға наразилиқ билдүрүш намайишлири йүз бәргән иди.