Қәшқәр қәдимий шәһәр рәстилирини қоғдаш тоғрисидики қарар лайиһиси пат йеқинда явропа парламентиниң мақуллуқиға сунулуши мумкин
Дуня уйғур қурултийиниң берюссилда турушлуқ вәкили мәмәт тохти әпәнди радиомизға мәлумат берип, қарар лайиһиси пат йеқинда явропа парламенти әзалириниң тәстиқиға сунулидиғанлиқини билдүрди. Қәшқәрни қоғдаш һәққидә қарар лайиһиси мақуллаш дуня уйғур қурултийиниң пикри болуп, бу пикир бәзи явропа кишилик һоқуқ вә аммиви тәшкилатлириниң қоллишиға еришкән. Уларниң тәклип бериши билән явропа парламентидики уйғур мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлидиған бәзи әзалар қарар лайиһиси һазирлап, явропа парламентиниң тәстиқиға сунушқа мақул болған иди. Мәмәт тохтиниң илгири сүрүшичә, мәзкур қарар лайиһиси мушу бир қанчә һәптә ичидә сунулуши мумкин.
Бу мәсилә йәнә, голландийидики уйғур, тибәт, моңғул вә хитай кеңиши вәкиллири йеқинда явропа парламентини зиярәт қилип, бәзи парламент әзалири билән көрүшкәндә оттуриға қоюлған. Көрүшүштә зиярәт өмикидики уйғур вәкилләр парламент әзалиридин уйғур райониниң кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлүшни оттуриға қоюп, уйғур рәһбири рабийә қадир ханимниң 2011-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға еришишини қоллашни тәләп қилипла қалмай, қәшқәр қәдимий шәһәр мәдәнийитини қоғдашқа күч чиқиришни тәләп қилған. Бу йил 1-айниң 27-күни явропа парламентида қәшқәр қәдимий шәһәр рәстилирини қоғдаш тоғрисидики бир илмий муһакимә йиғини чақирилған иди.