Қәшқәр тәвәсидә '5 - июл вәқәси'гә четишлиқ һәр қандақ адәмниң сиртқа чиқиши чәкләнди
Мухбиримиз җүмә
2010.10.25
2010.10.25
Хәвәрдә нәқил қилишичә, мәзкур йеза җанбаз кәнти аманлиқ сақлаш тармақ әтритиниң башлиқи ву җиге мундақ дегән: " өткән йили қалаймиқанчилиқ териғанларниң йезидин чиқишиға йол қоюлмайла қалмай, уларниң сиртқа чиқип, иш қилишиға әсла йол қоюлмайду."
Ву җиге ниң билдүрүшичә, "5 - июл вәқәси" дин кейин, мәзкур йезида үч дәриҗилик мудапиә әтрити қурулған. Булар "он аилилик бирләшмә мудапиә тармақ әтрити", "кәнт тармақ әтрити" вә "кәнт комитети" қатарлиқлардин тәркиб тапидикән.
Улар адәттә мәһәллигә сирттин кәлгән адәмләрни сүрүштүрүш вә тезимға елиш қатарлиқ вәзипиләрни өтигәндин башқа "5 - июл вәқәси" дин кейин үрүмчидин юртиға қайтурулған адәмләрниң күндилик паалийәтлирини көзитип туридикән.
Хәвәрдә мундақ көрситилгән: "у ( ву җиге) һәр күни әтигәндин кәчкичә адәм башлап пүтүн кәнтни чарлайдикән, әтрәткә тәвә кишиләрниң әһвални игиләйдикән, болупму, 5 - июл вәқәсигә қатнашқанларниң һәрикити вә идийиви әһвалини из қоғлап тәкшүридикән."
"5 - Июл вәқәси" дә миңлиған уйғур яшлириниң тутулуп түрмигә ташланғанлиқи, бәзилириниң өз юртлиридики түрмиләргә йөткәлгәнлики, һәтта йәнә башқа юртлардин келип, йиллардин бери үрүмчидә терикичилик қиливатқан нурғун уйғурларниң "үрүмчидә туруш рухсәтнамиси" алалмай үрүмчидин кетишкә мәҗбур болғанлиқи илгири сүрүлгән иди.
Хитай һөкүмити "5 - июл вәқәси" вә униңдин кейин, бундақ сиясәтләрниң йолға қоюлғанлиқини рәт қилип келиватқан иди.