Қәшқәр хитай чегра мудапиә қисими хәлқниң көңлини елиш истратегийиси қолланмақта
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.04.30
2009.04.30
Мәзкүр иситратегийидә хитай җәңчи, офетсирлириниң чегра мудапиә қисими җайлашқан райондики йәрлик деһқан, чарвичилар билән йәниму йеқинлишиш, уларға халисанә яхши иш қилип берип хәлқ әскәрлириниң хәлқни сөйүш идийисини намайән қилип, "хәлқниң армийидин айрилалмайдиған, армийиниңму хәлқтин айрилалмайдиғанлиқи" ни йәниму тонуш һәмдә йәрлик амма билән һәр җәһәттә һәмкарлишишни ишқа ашурушқа даир бир қатар тәдбирләр бәлгиләнгән.
Нөвәттә қәшқәр чегра мудапиә қисимидики хитай җәңчи, офетсирлири йәрлик деһқанларниң деһқанчилиқ, чарвичилиқ ишлириға ярдәмлишиш, деһқанларниң сиртларға йөткилип иш тепишиға ярдәмлишиш, техника җәһәттә ярдәмлишиш, иқтисадий қийинчилиқи барларға, аҗиз йитим - йисирларға ярдәмлишишкә охшаш паалийәтләргә орунлаштурулмақта икән.
Бу арқилиқ улар, чегра әскәрлириниң хәлқни сөйүш, хәлқни қоғдаш, чеграни мудапиә қилиш роһидин хәлқни тәсирләндүрүп, хәлқ билән болған иҗиллиқини ашурмақчи икән.
Қәшқәр хәлқиниң инкаслириға қариғанда, улар қәшқәргә җайлашқан хитай чегра мудапиә қисиминиң йиллардин буян, күндә шәһәр ичидә һәрбий мәшқләрни қилип хәлққә һәйвә күрситип келиватқанлиқидин бизар болған.
Қәшқәр чегра мудапиә қисиминиң 70 нәпәр хитай әскәрлири 2008 - йили 4 - авғустта сәмән йолида әттигәнлик йүгрәшкә чииққанда икки нәпәр уйғурниң туюқсиз һуҗумиға учрап, 17 си өлүп, йәнә 16 си яриланған иди.