Бирләшкән дөләтләр тәшкилати: "қирғизистандики өзбек мәһбуслири тән җазасиға учраватиду"
Мухбиримиз миһрибан
2010.07.22
2010.07.22
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ ишлири бөлүминиң юқири дәриҗилик әмәлдари пиер, сәйшәнбә күни мухбирларниң зияритини қобул қилғинида бу хәвәрни дәлиллигән. Униң дейишичә, униң қол астидики хизмәтчи хадимлар тапшурувалған учурлардин мәлум болушичә, қирғизистан бихәтәрлик даирилири вәқәгә мунасивәтлик дәп қариған өзбекләргә нисбәтән, қанунсиз тутқун қилиш, қийнаш васитилирини қолланған. Улар тапшурувалған мәлуматларда, қирғизистан бихәтәрлик даирилири қолға елинған өзбекләргә қарита, тамака чоғи арқилиқ көйдүрүш, тирнақлирини суғурувелиш, милтиқ пайники яки сақчи калтәклири билән уруш арқилиқ мәҗбурий иқрар қилдуруш васитилирини қолланмақта икән.
Пеир сөзидә йәнә қирғизистан бихәтәрлик әтрити хадимлириниң сорақ җәрянида бу хил қийнаш васитилирини қоллиниши, қирғизистан дөләт қануни һәм хәлқара қанунларға хилап болуп қалмастин, бәлки қирғизистанниң җәнубида наһайити аҗиз һаләттә турған ниспий тинчлиқ вәзийитиниму мурәккәпләштүрүветидиғанлиқини тәкитлиди. Әйни чағдики өзбекләр билән қирғизлар арисидики етник тоқунушта 2000 дәк адәм өлгән болуп, мәлум болушичә, һазирму район вәзийити йәнила җиддий һаләттә икән.