Америка билән русийә қирғизистандики вәзийәтни муқимлаштурушта ортақлишиду
Мухбиримиз үмидвар
2010.05.30
2010.05.30
Пәрғанә агентлиқиниң русийә ташқи ишлар министирлиқиниң учур мәнбәлиридин нәқил кәлтүрүшичә, улар қирғизистандики вәзийәтни музакирә қилған болуп, сөһбәтниң ичидә қирғизистанда болидиған йеңи асасий қанун вә парламент сайлими қатарлиқларму орун алған.
Музакириләр нәтиҗисидә, америка билән русийиниң қирғизистандики вәзийәт һәққидики қарашлирида йеқинлиқ шәкиллинип, мәзкур җумһурийәт вәзийитини муқимлаштурушта һәмкарлишишқа келишкән.
Мәлумки, 7 - априлда бишкәктә йүз бәргән вәқәдин кейин сабиқ президент бақийеф җалалабадқа қечип кетип вәзийәтни турақсизлаштурғанда, русийә, америка вә қазақистан тәрәп униң бу җумһурийәттин кетиши шуниңдәк вәзиписидин истипа беришигә тәсир көрсәткәнлики мәлум.
Америка вә русийә тәрәп йеңи һөкүмәткә иқтисадий вә инсанпәрвәрлик ярдими беридиғанлиқини җакарлиған иди.