Қирғизистан хитайниң юмшақ вастилирини һес қилишқа башлиди

Б б с ниң баян қилишичә, хитай маллири ямрап кәткән қирғизистанда, хитайниң мәркизи телевизийә истансиси9‏ - айниң 25 ‏ - күнидин етибарән, қирғизистанниң пайтәхти бешкәктә русчә аңлитиш беришкә башлиғандин кейин, дәсләптә қирғизистанда қизиқиш пәйда болған, һәтта хитайчә өгинишкә башлиғанларму болған иди, әмма һазир қирғизлар арисида һәрхил талаш - тартиш пәйда болди.
Мухбиримиз вәли
2009.10.31

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай буниңдин бурун, пәқәт шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рамкиси ичидила қирғизистанға өзини чүшәндүрүп туралайтти. Әмма бир айдин буян, бир партийә һөкүмранлиқидики бу дөләт қирғизистанда наһайити көп мәбләғ сәрп қилип, өзиниң пикир баян қилиш һоқуқини кеңәйтиш үчүн, район характерлиқ бихәтәрлик дегән нам астида мәдәнийәт, сәнәт, идиологийә қатарлиқ һәммә саһәдин қирғизистанға сиңип кирип, һәрхил рикламлар арқилиқ содигәрләрни өзигә тартип, қирғиз җәмийитиниң асасини парчилашқа башлиған иди.

Сиясий тәшвиқатлардин аллиқачан бизар болған қирғизлар һазир, хитайниң пәдәзләнгән сиясий тәшвиқатини өз ичигә алған юмшақ вастилирини һес қилишқа вә бу һәқтә қаршилиқ ипадиләп, өз дөлитигә тәклип беришкә башлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.