Қирғизистан президенти русийини зиярәт қилди
Мухбиримиз үмидвар
2012.02.26
2012.02.26
Хәвәрдин мәлум болушичә, москвадики достлуқ бағчисида қирғизларниң ривайәтләрдики қәһримани манасниң чоң һәйкили орнитилған болуп, алмасбек атамбайеф һәйкәлниң йопуқини ечиш мурасимиға қатнашқан һәмдә русийә билән қирғизистанниң әнәниви мунасивәтлиригә юқири баһа бәргән.
Интерфакисниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, русийә вә қирғизистан рәһбәрлири арисида бишкәк шәһири йенидики қәнт райониға җайлашқан русийә һава армийә базисиниң һәққини төләш муһакимә қилинип, бишкәк тәрәп русийидин төләнмигән иҗарә һәққини беришни тәләп қилған. Бирақ қирғизистан русийиниң йерим милярд доллар әтрапида қәрзигә болғулған болуп, уни кәчүрүм қиливетишкә муһтаҗ икән. Тәһлилчиләр, нөвәттә қирғизистан билән русийиниң әң юқири сәвийидики мунасивәт дәвригә киргәнликини оттуриға қоюшмақта.