Қирғизистан президенти: биз даим совет иттипақиниң йимирилгәнликигә пушайман қилимиз
2012.06.24
Қирғизистанниң акиперс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, қирғиз президенти өзиниң йәнила совет иттипақиға охшаш шәкилдики бир иқтисадий иттипақниң барлиққа келишигә тиләкдаш икәнликини изһар қилип,“ раст гәпни қилғанда, биз мундақ бир дөләттин айрилип қалғанлиқимизға көңүл хелила йерим вә биарам болиду. Бирақ совет иттипақини әслигә кәлтүрүшкә болмайду, әмма биз ортақ иқтисадий гәвдә қуруп чиқайлаймиз, бизләрни айрип турған чегриларни вә таможнниларни елип ташливетәләймиз. Мән ойлаймәнки, әгәр биз буни қилмисақ, әгәр биз һеч болмиғанда бирәр иқтисадий гуруһта вә бир таможна иттипақида болмисақ, бизниң ата - анилиримиз, атилиримиз, бовилиримиз, анилиримиз бизни һәргиз кәчүрмәйду. Биз мундақ болушиға йол қоймаслиқимиз лазим” дәп өз көңлини билдүргән.
Қирғизистан президенти бу сөзни 6 - 7 - июн күнлири бейҗиңда хитай рәһбири ху җинтав билән көрүшкәндин һәмдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң алий рәһбәрлири йиғиниға қатнишип қайтип кәлгәндин кейин, 21 - июн күни санкпетербургтики иқтисадий мунбәр йиғиниға қатнишиш үчүн кәлгәндә ейтқан
Мәлумки, русийә президенти владимир путин явро асия иттипақи дегән идийини оттуриға қойған болуп, у, сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлирини ортақ иқтисадий гәвдигә йиғишни билдүргән иди. Анализчилар, қазақистан билән қирғизистанниң бу идийини қоллиши мумкинликини тәһлил қилишмақта. Атамбайев бу йәрдә путин билән көрүшти.