Қирғизистанда алтун қезиватқан хитайлар билән йәрлик қирғизлар тоқунушти

Йеқинда қирғизистанниң” талдибулақ” намлиқ алтун кенида алтун қезиватқан хитайлар билән йәрлик қирғиз аммиси арисида тоқунуш йүз берип, нурғун қирғиз пуқраси яриланған.
Мухбиримиз әркин
2012.10.26

Йәрлик амма намайиш қилип, хитай алтун қазғучилирини қирғизистандин қоғлап чиқиришни тәләп қилған.

Қирғизистан вә русийә ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, қирғизистанниң чу областлиқ ички ишлар идариси 21‏-өктәбир йүз бәргән тоқунуш һәққидә мәлумат берип, хитай ширкитиниң алтун қезиш машиниси атлиқ бир қирғизниң етини янҗип өлтүрүвәткәнликини билдүргән. Бәхткә яриша ат үстидики қирғиз яриланмиған болсиму, бирақ бу вәқә йәрлик қирғиз аһалисиниң қаттиқ наразилиқини қозғап, тоқунушни кәлтүрүп чиқарған.

Вәқәдә 4 қирғиз пуқраси еғир ярилинип, дохтурханиға елип берилған. Хитайниң қирғизистанда турушлуқ баш әлчиханиси 24‏-өктәбир “йәр шари вақит гезити” гә мәлумат берип, вәқәниң контрол қилинғанлиқи, бу вәқәниң җуңгоға қаритилмиғанлиқини билдүргән.

Бирақ вәқә йүз берип әтиси йәни 22‏-өктәбир 400-500 дәк қирғиз пуқраси топлинип, хитайларниң кан ечишиға қарши намайиш қилған. Қирғизистан ички ишлар министирлиқи, аманлиқ күчлириниң бихәтәрликни күчәйтип, хитай кан ширкитиниң орлофка кәнтидә турушлуқ ишханисиниң кириш-чиқиш еғизлири контрол қилинғанлиқини елан қилған. Алтун кенида ишләйдиған 300 дәк хитай ишчи әтраптики бир йезиға йөткәп кетилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.