Қирғиз вә русийә 20 қирғизистанда бирликтә су електр истансиси қурушқа пүтүшти

Ташкәнтниң етираз билдүрүшигә қаримиған қирғиз вә русийә даирилири 20 - сентәбир бешкәктә келишим һазирлап, қирғизистанда бирликтә су електр истансиси қурушқа пүтүшти.
Мухбиримиз җүмә
2012.09.22


Келишим русийә президентни путинниң қирғизистанға қаратқан зиярити җәрянида һасил қилинған. Бу нөвәт икки тәрәп арисида камбарата - 1 су електр истансиси қатарлиқ 4 су електр истансисини бирликтә қуруш, русийиниң қирғизистанда йәнә һәрбий база қурушиға рухсәт қилиштин ибарәт җәмий 6 түрлүк келишим һасил қилинған.

Келишим бойичә, камбарата - 1 електр истансиси вә нарин дәрясиға қурулидиған су електр истансилири 2013 - йили қурулушқа башлайдиған болуп, буларни русийиниң “русгидро” електр енергийә ширкити билән қирғизистан су електр енергийиси ширкити бирликтә қуридикән вә пайдисини тәң бөлүшидикән.

Нарин дәряси өзбекистанниң пәрғанә вадисини су билән тәминләйдиған асаслиқ дәря болғачқа, өзбекистан даирилири мәзкур су електр истансиниң қурулушиға қаттиқ қариши туруп келиватқан иди.

Өзбек президентини ислам кәримоф йеқинда бу һәқтә бәргән баянатида мәзкур су еликтур истансиси қурулса икки дөләт арисида уруш партлайдиғанлиқини агаһландурған иди.

Һалбуки қирғизистан һөкүмити еликтур истансисини русийә билән бирликтә қуридиғанлиқини, 50 пирсәнт пайчекини русийә даирилири контрол қилидиғанлиқини елан қилип, өзбекистанни қейин әһвалға чүшүрүп қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.