Хитайниң 369 әскири қирғизистан арқилиқ таҗикистанға барди

Хоңкоңда чиқидиған “миңбав” гезитиниң баян қилишичә, бүгүн хитайниң 369 әскири “м г ‏-17” бәлгилик алтә тик учар, 10 броневик, алтә зәмбирәк, 22 йүк аптомобили билән, қирғизистан арқилиқ таҗикистанға өтүшкә башлиди.
Мухбиримиз вәли
2012.06.06

Қирғизистан қисимлири хитай қисимлирини қәшқәрдин башлап һавадин вә земиндин муһапизәт қиливатиду.

Хәвәрдә ейтилишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 6‏-айниң 8‏-күни таҗикистанда “тинчлиқ” намлиқ һәрбий мәшиқ өткүзиду. Хитай әскәрлири таҗикистанда, егиз тағ вә әң қейин муһитта террорчилиққа қарши уруш қилишни мәшиқ қилмақчи.

“мәркизи агентлиқи”ниң баян қилишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинида, хитай билән русийә ядро енергийиси қатарлиқ көп саһә бойичә мәбләғ селиш келишими имзалиғандин кейин, хитай ташқи ишлар министирлиқи бүгүнки баянатида, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәрбий тәшкилатқа айланмайду, дәп җакарлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.