Б. Нурланоф: қирғизистанни хитайниң өлкисигә айлинип қалмаслиқ үчүн агаһландурди
2012.10.29
Хитай һөкүмити хитай тили вә хитай мәдәнийитини тарқитиш үчүн дуняниң көплигән мәмликәтлиридә, җүмлидин оттура асия җумһурийәтлиридә “куңзи институти” қуруп, бу дөләтләрдә хитай тили өгитишкә мәбләғ аҗратмақта, оттура асия мәмликәтлиридики милләтпәрвәр гуруппилар бу әһвалдин нарази болуп өз һөкүмәтлирини әйиблимәктә, йеқинда русийидә тарқитилидиған “оттура асия” учур вә анализ торида қирғизистанлиқ мутәхәссис б. Нурланофниң “бишкәк хитай өлкисигә айлинамду?” сәрләвһилик мақалиси елан қилинди.
Апторниң тәкитлишичә, йеқинда қирғизистанниң муавин баш министири гулнара асимбекова қирғизистанда хитай тили оқутушни күчәйтишни оттуриға қоюп, хитай тилини кичикидин тартип өгитиш лазимлиқини билдүргән. Мақалидә көрситилишичә, қирғизистан-хитай университети қуруш, хитай тилида йәсли вә мәктәпләрни қуруш мәсилилири музакирә қилинған.
Аптор һазир хитайниң қирғизистанға көрситиватқан иқтисади тәсири вә башқиларни җүмлидин хитай тили оқутуш тәшәббуслирини миссал қилиш арқилиқ “қирғизистан пат йеқинда хитай хәлқ җумһурийитиниң бир аптоном областиға айлинип қалидиғандәк қилиду” дәп көрсәткән.
Нурланоф әпәнди мақалисидә йәнә, қирғизистан һөкүмитини агаһландуруп, “һөкүмитимиз қирғизистанниң йәнә бир чоң дөләтниң өлкисигә айлинишиға йол қоймаслиқи лазим, чүнки бизниң совет иттипақиниң йимирилиши билән мустәқиллиққә еришишимиз асанға чүшмиди” дәп тәкитлигән.