Қирғизистандики уйғурлар намайиш қилип, хитайниң 5 - июл үрүмчи намайишини қанлиқ бастурғанлиқиға наразилиқ билдүрди
Мухбиримиз җүмә
2009.08.10
2009.08.10
Мәлум болушичә, намайишни қирғизистанда паалийәт елип бериватқан "қирғизистан уйғурлириниң иттипақ җәмийити" тәшкиллигән.
Ройтерс агентлиқиниң нәқил қилип хәвәр қилишичә, тәшкилат рәиси дилмурат әкбәроф хитайларниң "26 - июн шавгуән вәқәси" дә уйғурларни қирғин қилғанлиқини, әмма хитайниң бу һәқтики дәлил - испатларни йошурғанлиқини көрсәтти вә мәзкур вәқәгә алақидар җинайәтчиләрниң җазалинишини тәләп қилди.
Намайишчилар хитайни " террорчи дөләт" дәп атиди вә хәлқара җәмийәтни үрүмчи вәқәси үстидин мустәқил тәкшүрүш елип беришқа чақирди.
Намайишчилар йәнә, " уйғурларға әркинлик" дегәндәк шоарларни товлашти.
Намайишқа 500 нәпәрдәк уйғур қатнашқан болуп, намайиш қирғизистан пайтәхти бешкәктә елип берилди.
"5 - Июл үрүмчи намайиши" қанлиқ бастурулғандин кейин, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар хитайға қарши һәр хил наразилиқ намайишлирини тәшкилләп келиватқан иди.
Қирғизистан уйғурлири болса, йеқинда өткүзүлгән қирғизистан президентлиқ сайлими түпәйли намайишни кечиктүргән иди.