Тайландта тутуп турулуватқан қазақ учқучи вә башқа айропилан хадимлири қазақистанға өткүзүп берилди

Өткән йили декабирдин буян қанунсиз қорал йөткәш гумани билән тайландта тутуп турулуватқан қазақ учқучи вә башқа айропилан хадимлири қоюп берилип қазақистанға өткүзүп берилди.
Мухбиримиз җүмә
2010.02.13

Бу бир бөләк айропилан хадимлири өткән йили 11 - декабирда шималий корийидин 35 тонна еғирлиқтики қорал - ярақ вә бир қисим қорал запчаслирини елип, тайландниң баңкок айродромиға май қачилаш үчүн қонғанда тутуп қелинған иди.

Мәзкур қораллар бесилған илюшин типлиқ йүк айропиланиниң әсли қазақ һава йоллириға тәвә икәнлики вә 4 нәпәр айропилан хадимлириниң қазақ пуқраси вә бир нәпириниң белорусийә пуқраси икәнлики ашкариланған.
Шималий корийидин қорал бесип йолға чиққан бу айропиланниң иранға баридиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати шималий корийиниң қорал содиси қилишиға ембарго қойған болғачқа, қолға чүшкән айропилан ханимлири қорал - ярақ әткәсчилики билән әйибләнгән иди.

"Банкок почта гезити"дә хәвәр қилинишичә, тайланд әдлийә министири бу бәшәйләнгә артилған җинайәтләрни бикар қилған вә уларни қазақистанға өткүзүп беридиғанлиқини билдүргән. Америка тайландниң мәзкур қараридин мәмнун болғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.