Хоңкоңда аһалиләр районида қорал искилати байқалди
Мухбиримиз вәли
2011.04.16
2011.04.16
Хоңкоңдики аманлиқ қоғдаш даирилири бүгүнки баянатида, бу аиливи қорал искилатниң зәрбә бериш күчини төвән чағлиғили болмайду, дәп җакарлиған.
Баянатта ейтилишичә, бу дело, түрмә сақчиси болуп пенсийигә чиққан 64 яшлиқ бир киши түнүгүн өйидә милтиқ тазилиғанда, оқ етилип кетип өзини яриландурувалғандин кейин, дохтурханиға елип келингәндә паш болуп қалған.