Шинҗаң қораллиқ сақчи қисим баш әтритиниң штати өзгәртилгәнлики мәлум

Хитай мәркизи һәрбий ишлар комитети вә хитай дөләт кабинети җүмә күни буйруқ чүшүрүп, қораллиқ сақчи қисимлири “шинҗаң баш әтрити” ниң башлиқ вә муавин башлиқлириниң қомандан вә муавин қоманданларға өзгәртилгәнликини елан қилған.
Мухбиримиз әркин
2013.01.11

Бирақ хитай ахбарат васитилириниң хәвәрлиридә, буниң уйғур елидә турушлуқ хитай қораллиқ сақчи қисимлириниң штати өстүрүлгәнликидин дерәк беридиған-бәрмәйдиғанлиқи тилға елинмиған.

Бәзи көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, қораллиқ сақчи қисим баш әтритиниң башлиқи қоманданға өзгәртилсә, бу униң штати өстүрүлгәнликидин дерәк беридикән.

Мәзкур буйруқ хитай қораллиқ сақчи қисимлири шинҗаң баш әтрити парткоминиң 3-нөвәтлик 9‏-омуми йиғинида елан қилинған. Уйғур аптоном районлуқ партком секретари җаң чүншйән йиғинда сөз қилип, қораллиқ сақчи қисимлирини мәркәз вә аптоном районлуқ партком билән бирдәкликни сақлашқа чақирған. Давамлиқ аталмиш бөлгүнчиликкә қарши туруп, “икки қолда тутуш, иккила қол қаттиқ болуш” ни тәләп қилған.

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики тинч вә қанунлуқ сиясий өктичилик һәрикәтлирини қораллиқ бастуруп, уларни террорлуқ һәрикити қатарида қаттиқ бир тәрәп қилиши изчил кишилик һоқуқ тәшкилатлири, америка қатарлиқ ғәрб әллири вә чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң тәнқидигә учрап кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.