Уйғур елидә йеңи бир түркүм қош тил йәсли оқутқучилири тәрбийиләнди

Тәңритағ ториниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районида йеңидин тәрбийиләнгән 2786 нәпәр қош тиллиқ йәсли оқутқучиси ишқа чүшүш алдида икән.
Мухбиримиз меһрибан
2011.01.31

Игилигән учурлардин мәлум болушичә, уйғур аптоном район даирилири 2010- йилдин 2012-йилғичә җәмийәттин 14000 нәпәр қош тиллиқ йәсли оқутқучисини қобул қилишни пиланлиған. Бу нөвәт шинҗаң педагогика университетида тәрбийиләнгән бу бир түркүм оқутқучилар шу пиланниң ичидики бир қисми икән.

Уйғур елидә йеқинқи бирнәччә йилдин буян үзлүксиз күчәйтиливатқан уйғур маарипини “қош тиллиқ маарипни омумлаштуруш”намида хитайчилаштуруш сиясити, уйғур зиялийлири һәм чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң күчлүк наразилиқиға дуч кәлгән болуп, болупму йәсли маарипини хитайчилаштуруш сиясити әнәниви маарип тәлипигә уйғун әмәс, дәп әйиблинип келиватқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.