Уйғур районлуқ һөкүмәт қош тил маарипи йирик пиланини елан қилди
2011.04.21
Бу йирик пилан уйғур райониниң кәлгүси 10 йилдики қош тиллиқ ислаһатиға йетәкчилик қилидиған һәрикәт қелибнамиси һесаблинидикән.
Уйғур район даирилири пиланға асасән 2012-йилиғичә мәктәп йешиға тошмиған балилар маарипини хитайчилаштурушни омумлаштуруп болуш, 2015-йилиғичә оттура-башланғуч мәктәпләрни, 2020-йилиғичә болса барлиқ йәсли, оттура, башланғуч мәктәпләрдә хитай тили оқутушини омумлаштурушни 100 пирсәнткә йәткүзүшни пилан қилмақта.
Хитай даирилири йүргүзүватқан қош тил маарипи сиясити чәтәлләрдики уйғур зиялийлириниң бирдәк наразилиқини қозғаватқан бир мәсилә. Улар аталмиш “қош тиллиқ” оқутушиниң хитай тилини асас қилған йәккә тил маарипи икәнликини илгири сүрмәктә.
Йеқинда америка дөләт ишлири министирлиқи тәрипидин елан қилинған йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида уйғур районида йүргүзүлүватқан қош тил маарипи сиясити алаһидә йәр алған вә хитай һөкүмитиниң бу арқилиқ уйғурларниң миллий кимликини суслаштуруватқанлиқи билдүрүлгән иди.
Хитай мәркизи һөкүмити бу пиланға мәхсус мәбләғ аҗратқан болуп, буни районни муқимлиққа ериштүрүштики муһим бир басқуч дәп қаримақта.
Дәрвәқә, хәлқ гезитидә бу һәқтә берилгән хәвәрдиму қош тил маарипи йирик пилани уйғур районида “һалқима тәрәққият” вә “мәңгүлүк әминлик”тин ибарәт икки чоң истратегийилик вәзипини орундашқа зор тәсир көрситиду, дейилгән.