Қош тиллиқ мәктәп вә йәслиләргә хитай миқясидин оқутқучи қобул қилинмақчи

Сәйшәнбә күни уйғур районлуқ маарип назарити, уйғур районлуқ әмгәк күчи мәнбәси вә иҗтимаий капаләт назарити бирликтә уқтуруш чиқирип 2012-йиллиқ уйғур елидики қош тил алаһидә иш орниға вә йеза қош тил йәслилиригә пүтүн хитай миқяси бойичә оқутқучи қобул қилидиғанлиқини җакарлиди.
Мухбиримиз ирадә
2012.06.12

Тәңритағ торидин берилгән учурдин қариғанда, бу уйғур райониниң қош тил оқутқучилирини тунҗи қетим пүтүн мәмликәт бойичә ашкара қобул қилиши һесаблинидикән. Интернет арқилиқ елип берилидиған тизимлашқа “адәттики алий мәктәпләрниң толуқ курсини пүттүргән шинҗаңлиқ вә шинҗаңлиқ болмиған 26 яштин төвән яшлар тизимлатса болиду” дейилгән.

Илтимас қилғучиларға хитай тили сәвийә имтиһаниниң 5-6-вә 8-дәриҗилик имтиһанлиридин өткән болуш, “шинҗаң йәрлик тарихи”ға охшаш дәрсләрдин елинидиған имтиһанларда пүтүнләй хитайчә җаваб берәләйдиған болуши лазим дегәндәк шәрт қошулған болсиму, әмма уйғур тили вә башқа йәрлик милләтләрниң тилини сөзләш шәртлири қоюлмиған. Пәқәт аз санлиқ милләт тилини билидиғанларниң алдин қобул қилинидиғанлиқи әскәртип өтүлгән.

Бундин сирт, хитай даирилириниң оқутқучи қобул қилишта сиясий арқа көрүнүшниму муһим орунға қойған болуп, униңда аз санлиқ милләт илтимас қилғучиларниң алаһидә салаһийәт тәкшүрүштин өткүзүлидиғанлиқи әскәртилгән.

Хитай даирилири “қош тил маарип оқутушиниң” уйғур елидики йәрлик милләтләрниң сәвийисини өстүрүп, илғар пән-техникилардин хәвәрдар қилип, нәтиҗидә яхши иш пурситигә еришиш мумкинчилики яритип беридиғанлиқини илгири сүрүп кәлмәктә. Әмма уйғур зиялийлири буниңға гуман билән қарайду.
Хәлқарадики кишилик һоқуқ органлириму өз доклатлирида қош тиллиқ маарипни уйғур тилини маарип вә мәмурий органлардин сиқип чиқириш қилмиши сүпитидә тәнқид қилмақта.

Игилинишичә, 2012-йили уйғур елидики қош тил мәктәплиригә җәмий 13 миң 969 нәпәр оқутқучи, йеза қош тил йәслилиригә җәмий 3754 нәпәр оқутқучи қобул қилинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.