Хитай, қош тил маарип дәрсликини түзитиш мурасимида әсли мәқситини ейтишқа петиналмиди
2012.08.17
Тәңритағ ториниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, йиғинда қош тил маарипи дәрсликини түзитиш хизмитиниң башланғанлиқи елан қилинған; йиғинда йәнә түзитишкә қатнишидиғанларниң исимлики уқтурулған вә түзитиш хизмитиниң мувәппәқийәтлик болушиға чақириқ қилинған. Әмма йиғинда түзитишниң немә үчүн елип берилидиғанлиқи, йәни дәрсликләрдә қандақ хаталиқ яки кәмтүклүк барлиқи һәққидә һечнемә дейәлмигән; дәрсликтә толуқлинидиған мәзмун вә йетилидиған мәқсәт һәққидиму ашкара пикир баян қилинмиған.
Бу һәқтә пәқәт “дәрсликниң қийинлиқ-асанлиқ дәриҗиси билән йетилидиған нишан арисидики мунасивәтни яхши бир тәрәп қилиш” дегәнгә охшаш мүҗмәл баянлар тәкрарланған.
Хитай йиллардин бери қош тил маарипни йолға қоюшта, уйғурларниң җуңхуа еңини өстүрүшни мәқсәт қилғанлиқини йошурмай кәлгән вә бу, бир қисим хәлқара тәшкилатларниң тәнқидигә учриған иди. Хитайниң бу қетимқи қош тил мурасим йиғинида мәзкур муддиасини тилға алмаслиқи, һәтта аталмиш вәтәнпәрвәрлик вә милләтләр иттипақлиқи шоариниму еғизға алмаслиқи, муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрниң диққитини тартти.