Хитайниң "ортақ тил" ни омумлаштуруш сиясити хитайда қаршилиқларға учриди

Хитай коммунист һөкүмити 1956- йилидин буян йолға қоюп келиватқан "ортақ тил" ни омумлаштуруш сиясити хитайда һәр хил қаршилиқларға учримақта икән.
Мухбиримиз җүмә
2010.11.22

Хитай һөкүмити хитайда1 милярд 300 милйон хәлқниң "ортақ тил" да сөзлишидиғанлиқини илгири сүрүватқан болсиму, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң мәзкур сияситини йәрликләр көп қобул қилмиған.
Хитай һөкүмитиниң, шаңхәй, гуаңдуң диалекти вә тибәт тилини әмәлдин қалдурушқа урунуши қаршилиқ намайишлириға дуч кәлгән.

Хитай һөкүмитиниң шаңхәйчини әмәлдин қалдуруш пилани шаңхәйдиму бәзи инкасларни пәйда қилған.

Ройтерста нәқил қилишичә, шаңхәйлик профессор чән нейруң хитай һөкүмитиниң шаңхәйгә қаратқан тил сияситини азрақ бошитиши лазимлиқини билдүргән.

Мәлум болушичә, әсли шаңхәйликләр шаңхәй тилидин башқида сөзлишишни рәт қилған икән.

Бу йил июлда гуаңдуңлуқлар хитайниң "ортақ тил" сияситигә қарши намайиш қилған болса, тибәтлик оқуғучилар бу йил өктәбирдә хитайниң тибәт тилини әмәлдин қалдуруш пиланиға қарши намайиш қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.