Қарамай шәһири хитайдики 5 алий мәктәптә хизмәткә қобул қилиш понкити қуруп, хитайлардин "қош тиллиқ" маарипқа оқутқучи қобул қилишқа башлиди
Мухбиримиз әркин
2010.11.25
2010.11.25
Қаримай шәһири җәмий 7 алий мәктәпни 2011- йили мәктәп пүттүридиған оқуғучилардин оқутқучи қобул қилидиған нуқтилиқ мәктәп қилип таллиған. Уйғур илидин шинҗаң пидагокика университети вә или пидагогика иниститоти бу тизимликтин орун алғандин сирт, қалған мәктәпләр пүтүнләй ичкиридики пидагогика университетлирини асас қилған. Йәрлик мәтбуатларниң хәвәрләрдин мәлум болушичә, хизмәткә қобул қилиш обикти қаримай шәһириниң "қош тиллиқ маарип"ни өз ичигә алған оттура -башланғучлардики оқутқучи йитишмәслик әһвалини һәл қилиштин ибарәт икән.
Қаримайға ичкиридики хитай алий мәктәплирини асас қилип оқутқучи қобул қилиш қарари уйғурларда "қош тиллиқ маарип"қа болған әндишә күчийип, уйғурларда хизмәткә қобул қилиништики йәкләшкә қарши наразилиқ йүксиливатқан бир пәйткә тоғра кәлгән иди. Хитай мәркизи һөкүмити бу йил 5- айда "шинҗаң хизмәт йиғини" чақирип, уйғурларниң иқтисадини яхшилайдиғанлиқини елан қилған болсиму, лекин бәзи анализчилар уйғурлар һоқуқ сестимисидин сиқип чиқирилған әһвалда мәркәзниң чақириқини иҗра қилиш - қилмаслиқ йәнила "шинҗаң"дики хитай әмәлдарларниң инсапиға бағлиқ болуп қалидиғанлиқини әскәртип кәлди.
Қаримай маарип вә кадирлар идариси даирилириниң ашкарилишичә, йеқинқи 5 йилдин буян, қаримай шәһириниң башланғуч вә оттура мәктәплиридики оқуғучилар сани җиддий көпийип, буниңдин 5 йил бурунқи 40 миңдин һазирқи 60 миңға йәткән. Буниң билән қаримай шәһиридә оқутқучи йитишмәслик әһвали еғирлашқан. Бу һәқтики хәвәрләрдә буниңға сирттин кәлгән көчмән ишчи-хизмәтчиләрниң тез көпәйгәнлики сәвәб болғанлиқини илгири сүргән.