Хитай уйғур елидики ' қош тил' йәслилирини йәнә көпәйтмәкчи
Мухбиримиз җүмә
2009.08.03
2009.08.03
Шинхуа ахбаратида көрситилишичә, уйғур аптоном районлуқ парткоминиң даимий һәйәт әзаси әркинҗан турахун үрүмчидә чақирилған 2009 - йиллиқ қош тил маарип йиғинида " қош тил " йәслиси қурулушиниң милләтләр иттипақлиқини илгири сүридиғанлиқи вә маарип системисиниң муқимлиқини қоғдаш хизмәт әмәлийитигә мас келидиғанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә көрситилишичә, уйғурлар топлишип олтурақлашқан районларға 2009 - йили йеңидин қурулидиған "қош тил" йәслилиригә 830 милйон хитай пули аҗритилған болуп, мәбләғ бултурқи 200 милйон йүәндин бир нәччә һәссә ашурулған.
Мәлум болушичә, өткән йили ақсу, қәшқәр вә хотән қатарлиқ районларда 214 "қош тил" йәслиси қурулған болуп, булар бу йил 8 - айдин башлап ишқа кириштүрүлидикән.