Уйғур ели даирилири “қош тил оқутуши аҗиз” дәп қаралған бәзи җайларда ятақлиқ мәктәпләрни көпәйтидиғанлиқини билдүрди
Мухбиримиз җүмә
2012.03.31
2012.03.31
Хитай һөкүмити уйғур елидә аталмиш “қош тил” маарипини күчәйтип елип беришини тәшәббус қилғандин кейин, йәрлик даириләр уйғур йезилиридики көплигән мәктәпләрни тақиған вә шәһәрләрдә уйғур мәктәпләрни хитай мәктәпләр билән бирләштүрүвәткән иди.
Бүгүнки хәвәргә қариғанда, хитай даирилири йезиларда мәктәпләрни тақаш сияситиниң уйғур елидә “мәсилә пәйда қилған” лиқини көрсәткән. Улариң көрситишичә, йеза - қишлақлардики мәктәпләр тақалғандин кейин, нурғун бала мәктәпкә кәлмәйдиған әһвал кәп чиққан.
Биз игилигән мәлуматларға қариғанда, хитай йәрлик һөкүмити йеқни йиллардин буян җәнубий уйғур елни асас қилған һалда йезилардики оттура мәктәпләрни тақашқа башлиған иди.
Бу сиясәтниң тақалған оттура мәктәпләрни әслигә кәлтуушкә қаритилған яки қаритилмиғанлиқи мәлум әмәс.