Америкиниң вашингтон шәһри әтрапидики уйғурлар қурбан һейтлиқ намизини биргә оқуди

Америка пайтәхти вашингтонниң әтрапидики штатларға олтурушлуқ уйғурлар қурбан һейтлиқ намизини җүмә күни әтигән, вирҗинийә штатиниң фәйрфәкс наһийисидики бир орунда топлишип оқуди.
Мухбиримиз әркин
2012.10.26

Һәр йили давамлишип келиватқандәк бу йилқи һейт намизиниму йәнә, америка-түрк достлуқ җәмийити, намлиқ тәшкилат орунлаштурған. Һейтлиқ намизини уйғурлар бу тәшкилатниң җамаити билән бирлишип оқуди. Америка-түрк достлуқ җәмийити йеқинқи бир қанчә йилдин буян, мәлум бир җайни иҗаригә елип, роза вә қурбан һейт намизини уйғурлар билән биргә оқуп кәлгән. Мәзкур җәмийәт бу йил фәйрфәкс наһийисидики бир черкавни иҗаригә елип, қурбан һейтлиқ намизини шу йәрдә оқуған.

Бу йилқи һейт намизиға уйғур оғул-қизлириниң көпләп қатнашқанлиқи вә нурғун кишиләрниң бала-чақа, аилә тавабиати билән келип һейт намизи оқуғанлиқи диққәт қозғиди. Айәм күни америка президенти барак обама баянат елан қилип, америка вә дунядики барлиқ мусулманларниң қурбан һейтини тәбриклигән. У баянатида: узун йиллар мабәйнидә, мусулманлар башқа диний етиқадтикиләргә қошулуп, ачарчилиқ, кесәллик вә тоқунушта қалған инсанларға хизмәт қилип кәлди. Мусулманлар қурбан һейтни тәбрикләш билән биргә, еһтияҗлиқ кишиләргә ярдәм қилиш, хәйрхаһлиқ қилишни давамлаштуриду. Бу хил мәрһәмәт, ибраһим үммәтлири вә башқа динлардики барлиқ хәлқләрниң ортақ қиммәт қаршини намаян қилиду, дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.