Қутуби 2-оттура мәктипидә хитай оғул оқуғучилар икки уйғур қиз оқуғучини синипқа қамивелип урди

Хитай торбәтлиридин биридә ашкарилинишичә, өткән һәптә қутуби наһийилик 2-оттура мәктипидә икки уйғур қиз оқуғучини мәктәптики хитай оғул оқуғучилар синипқа қамивелип урған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.05.21

Мухбиримизниң йәрлик аһалиләрдин игилишичә, вәқә икки уйғур қиз оқуғучи билән хитай қиз оқуғучилар арисида йүз бәргән гәп талишиштин башланған. Қиз оқуғучиларниң гәп талишишиға арилашқан хитай оғул оқуғучилар икки уйғур қизни синипқа тартип әкирип, уларға топлишип һуҗум қилған. Һуҗумда хитай оқуғучилар сүпүргә, тоқмақ вә орундуқларниму қолланған.

Вәқәгә арилашқан оқутқучилар хитай оқуғучиларни синиптин чиқиривәткән болсиму, хитай оқуғучилар синипқа бөсүп кириш үчүн, тәкрар-тәкрар урунған.

Мәлум болушичә, мәктәп рәһбәрлири вәқәни йәң ичидә бир тәрәп қилиш йолини тутуп, вәқәниң ахбарат васитилиригә тарқилишини тосқан, вәқә садир қилған хитай оқуғучиларға һечқандақ җаза қолланмиған.

Бу уйғур елидә йеқинқи бир йил ичидә оқуғучилар арисида йүз бәргән миллий тоқунуш һәрикәтлириниң 3-қетим ахбаратқа ашкарилинишидур.

Өткән йили қарамай иккинчи оттура мәктәптә, бу йилниң бешида болса үрүмчи 20-оттура мәктәптә уйғур оқуғучилар билән хитай оқуғучилар арисида миллий тоқунуш йүз бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.