Хитай рабийә қадир ханимниң австралийә зияритигә наразилиқ билдүрди

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йү рабийә қадир ханимниң австралийигә елип баридиған зияритигә етираз билдүрди.
Мухбиримиз ирадә
2011.03.17

Техи түнүгүн австралийә даирилири хитайниң австралийиниң рабийә ханимға виза беришигә тосқунлуқ қилишқа урунидиған бирәр һәрикәттә болмиғанлиқини ейтип турушиға, бүгүн йәни пәйшәнбә күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йү сөз қилип “рабийә қадир хитайни парчилаш үчүн һәрикәт қиливатқан бир бөлгүнчи, биз һәрқандақ бир дөләтниң униң хитайни парчилаш паалийәтлиригә сәһнә һазирлап беришигә қәтий қаршимиз. Мәнчә австралийиму бизниң бу мәйданимизни наһайити обдан билиду” деди.

Рабийә қадир ханим келәр һәптә австралийидә ечилидиған демократийә билән тәрбийиләш курси үчүн австралийигә меңиш алдида туруватқан болуп, у виза рәсмийәтлириниму беҗирип болған.

Рабийә ханим 2009-йили австралийидики мелборн филим фестивалиға қатнишиш үчүн бармақчи болғанда, хитай даирилириниң қаттиқ тосқунлуқ қилишиға учриған. Әмма австралийә даирилири хитайниң шунчә бесимиға қаримай рабийә ханимға виза бәргән иди. Вәқә әйни вақитта дуня ахбарат васитилиридә кәң йәр алған вә бу хитайниң дипломатик сәтчилики болуп қалған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.