Рабийә қадир ханим һәққидики филим атланта кино фестивалида қизғин алқишқа еришти
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.04.20
2010.04.20
Қоюлуш нөвити мәзкур филимға кәлгәндә, сәһнә риясәтчиси рабийә қадир ханимни мәхсус тонуштуруп өткән. Филим қоюлуп болғандин кейин рабийә ханим сөзгә тәклип қилинған.
Рабийә ханим қизғин алқиш садаси ичидә сәһнигә чиқип, өз һаяти вә шәрқи түркистанниң нөвәттики вәзийити һәққидә мәлумат бәргән, арқидин фестивалға қатнашқучиларниң вә мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән.
Фестивалниң 19 - апреилдики паалийитигә, америкидики мәдәнийәт, сәнәт тәтқиқатчилири, сәнәткарлар вә кино һәвәскарлири болуп 1000дин артуқ киши қатнашти.