Рабийә ханим франкфорт китаб йәрмәнкиси мәзгилидики намайишқа қатнашти

Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим франкфорт китаб йәрмәнкисиниң хитайни мәзкур йәрмәнкигә "шәрәп меһмини" сүпитидә тәклип қилғанлиқини қаттиқ әйиблиди.
Мухбиримиз җүмә
2009.10.19

Ройтерста нәқил қилинишичә, рабийә қадир ханим йәкшәнбә күни бу һәқтә тохтилип: "адәм етиш күндә йүз берип туруватқан вә кишилик һоқуқ давамлиқ дәпсәндә қилиниватқан бундақ бир дөләтни қарши елиш толиму хаталиқ," деди.

Рабийә қадир ханим йәнә, өткән йиллиқ олимпик җәрянида дуня җамаәтчиликиниң "олимпик хитайни кишилик һоқуқни һөрмәтләшкә қистайду" дәп қариғанлиқини, әмәлийәттә болса хитайниң вәдилиридә турмиғанлиқини көрсәтти.

У мундақ деди: "олимпиктин савақ елишниң орниға, китаб йәрмәнкиси хитайни меһман сүпитидә тәклип қилди. 5 - Июл намайишида йүз бәргән вәқәләр, дәл хитайниң кишилик һоқуқ вә пуқралириға қандақ муамилә қилидиғанлиқини намаян қилиду."

Германийә спиәгәл хәвәрләр торида китаб йәрмәнкиси һәққидә берилгән хәвәрдә " хитай, қарши елинмайдиған меһман" дәп аталди.

Франкфорт китаб йәрмәнкиси җәрянида, франкфорттики шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиму паалийәт орунлаштуруп, хитайниң уйғур елидики бастуруш һәрикәтлирини паш қилди.

Мәзкур тәшкилатниң рәиси күрәш атаханниң билдүрүшичә, хитайға қарши елип берилған паалийәтләр 14 - өктәбирдин 17 - өктәбиргичә давам қилған.
 
Униң билдүрүшичә йәнә, дуня уйғур қурулйитинң қоллиши вә бир қисим түрк тәшкилатиниң аваз қошуши асасида 17 - өктәбир елип берилған бирләшмә намайиш интайин үнүмлүк болған.

Намайишқа дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимму иштирак қилған. Бу күндики намайишқа германийә вә явропаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән уйғурлар вә башқилар болуп 500 гә йеқин адәм қатнашқан.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.