Рабийә қадир ханим 'тағ' кино фестивалиға қатнишиш үчүн әспенгә йүрүп кәтти

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим америкиниң калорадо шитатиниң әспен шәһиридә өткүзүлидиған мәшһур хәлқаралиқ фестивал - тағ кино фестивалиға қатнишиш үчүн йүрүп кәтти.
Мухбиримиз ирадә
2010.08.26

Рабийә қадир ханимниң иш - паалийәтлири һәққидә ишләнгән һөҗҗәтлик филим "муһәббәтниң он шәрти" әспин шәһиридә өткүзүлгән филим фестивалиға қатнаштурулған болуп, фестивал 26 - авғусттин 29 - авғустқичә 3 күн давам қилидикән.

Бу рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән һөҗҗәтлик филимниң тағ кино фестивалиға иккинчи қетим қатнишиши һесаблиниду. Филим биринчи қетим калорадо шитатиниң теллурид шәһиридә өткүзүлгән фестивалға қатнаштурулған иди.

Тағ кино фестивали кишиләрни дунядики қәдимий милләтләр, қәдимий мәдәнийәтләр, қәдимий шәһәрләр, қиммәтлик һайванлар вә тәбиий муһит қатарлиқларни қоғдашқа сәпәрвәр қилишни мәқсәт қилған хәлқаралиқ бир кино фестивалидур.

Фестивалға рабийә қадир ханим билән бирликтә қизи раһилә ханимму тәклип қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.