Рабийә ханим хәлқара җәмийәтни хитайға бесим ишлитишкә чақирди
Мухбиримиз әркин
2009.09.11
2009.09.11
Рабийә қадир ханим хитай һөкүмитиниң наразилиқиға қаримай, сабиқ чех президенти васлав хавел тәрипидин қурулған "2000 - мунбири" фонди җәмийитиниң саһипханлиқидики хәлқара йиғинға қатнишиватқан иди. Хитайниң прагадики баш әлчиханиси чех даирилиригә наразилиқ билдүрүп, рабийә ханимниң "бөлгүнчилик қарашлирини оттуриға қоюши" ға сорун һазирлап бәрмәсликни тәләп қилған.
Рабийә ханим йиғинда мундақ дәйду: "хитай ассимилиятсийә вә хитайдики аз санлиқларниң мәдәнийитини вәйран қилишни күчәйтиватиду. Улар аз санлиқ милләтләрни ассимилиятсийә қилиш, мәдәнийитини вәйран қилишни қисқа вақит ичидә әмәлгә ашурушқа урунуватиду. Мән хәлқара җәмийәтни, демократик дөләтләрни вә аммиви тәшкилатларни хитайға бесим ишлитишни күчәйтишкә чақиримән."
У йәнә, уйғурларниң ғәйри зораванлиқсиз вастиларни қоллинип, өз һоқуқини қоғдиғанлиқини, хитай даирилирини өзи билән сөһбәт өткүзүшкә чақиридиғанлиқини билдүрди.
Йиғинда австиралийилик режиссор ишлигән рабийә ханим һәққидики "муһәббәтниң 10 шәрти" дегән филим қоюлди.